Хитай 15 нәпәр киши үстидин тутуш буйруқи елан қилди

Үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси чаршәнбә күни үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик дәп қаралған 15 киши үстидин җинайәт гумандарлирини тутуш елани чиқарди.
Мухбиримиз ирадә
2009.07.30

Хитай даирилири бу 15 нәпәр кишини " үрүмчидә 5 - июл мәйданға кәлгән уруп - чеқиш вәқәси "гә четишлиқ гумандарлар дегән вә уларниң исим- фамилиси рәсимлирини елан қилған.

Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай сақчи даирилири бу 15 киши әгәр 10 күн ичидә өзлүкидин тәслим болса уларға кәңчилик қилинидиғанлиқини, әксичә болғанда қанун бойичә қаттиқ җазалинидиғанлиқини ейтқан.
 
Хитай даирилири булардин башқа йәнә, вәқә җәрянида қолға елинған 40 нәпәр кишиниңму исми вә рәсимини ашкарилиған болуп, бу үрүмчи вәқәсидә қолға елинғанлардин тунҗи түркүм ашкариланғанлири болуп һесаблиниду.

Үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилири 2000'гә йеқин кишиниң қолға елинғанлиқини елан қилған болсиму, әмма вәқәни көргүчиләрниң инкас қилишичә, өлгәнләр вә қолға елинғанларниң сани хитай даирилири елан қилған рәқәмдин нәччә һәссә җиқ икән. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.