Хитайда 4-июн тийәнәнмин вәқәсини хатириләш паалийәтлири өткүзүлди

4-Июн, 1989-йилдики тийәнәнмин мәйданида хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған оқуғучиларниң демократийини тәләп қилиш һәрикитиниң 23 йиллиқ хатирә күни.

2012.05.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 29-май күни хитайниң гуйҗу өлкисиниң өлкә мәркизи гүйяң шәһиридә бир қисим кишилик һоқуқ актиплири бу күнни хатириләш паалийити өткүзүп, хитай һөкүмитидин 4-июн вәқәсини ақлашни тәләп қилип, әйни чағда һөкүмәт тәрипидин өлтүрүлгән оқуғучиларниң санини хәлққә ашкарилашни тәләп қилған.

Гуйҗудин радиомиз хитай бөлүми зияритини қобул қилған хитай пуқралири гуйяңда өткүзүлгән хатириләш паалийитиниң 2 саәт давамлашқан болсиму, әмма сақчиларниң йиллардикидин пәрқлиқ һалда мәйданни қамал қилиш һәрикитидә болмиғанлиқини баян қилип, паалийәт ахирлашқанда бирнәччә нәпәр кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң сақчилар тәрипидин тинч һалда елип кетилгәнликини билдүрди.

Хитайда 90-йилларниң бешида парихорлуқ җинайити билән 16 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған бейҗиң шәһириниң сабиқ шәһәр башлиқи чен шитоңму түрмидә китаб йезип, 1989-йилдики оқуғучилар демократик һәрикитини ақлашни билдүрди.

Чен шитоңниң хоңкоңда нәшр қилинған бу китабида йәнә өзиниң әйни чағда җяң земин гуруһи оқуғучилар һәрикитини бастурушта һакимийәт қатлимидики тәрәпбазлар күришиниң қурбани қилинғанлиқини илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.