Америка тийәнәнмен оқуғучилар һәрикити мәһбуслирини қоюветишкә чақирди

Америка қошма штатлири хитайни 89-йилидики тийәнәнмен оқуғучилар һәрикитигә четилип һелиһәм түрмидә йетиватқан мәһбусларни қоюветишкә чақирди.
Мухбиримиз җүмә
2012.06.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Буни америка дөләт ишлар министирлиқиниң ярдәмчи баянатчиси марк тонер йәкшәнбә күнидики баянатида оттуриға қойди вә бейҗиң даирилири өз пуқралириниң кишилик һоқуқини қоғдашта қилидиған ишларниң йәнә көплүкини билдүрди.

У мундақ деди: биз хитай һөкүмитини ашу намайишқа қатнишип һазирқиғичә түрмидә йетиватқанларниң һәммисини қоюп беришкә, шу вақитта өлгән вә йоқалғанларниң санини толуқ ашкарилашқа риғбәтләндүримиз.

89-Йилидики оқуғучила һәрикити танкилар билән қанлиқ бастурулған 23 йилдин буян мәзкур вәқә хитай-америка арисидики назук дипломатик темиларниң бири болуп кәлгән иди.

Тонер йәкшәнбә күнидики баянатида йәнә америкиниң хитай даирилирини өз хәлқниң универсал кишилик һоқуқни қоғдашқа қайта чақиридиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.