Хоңкоңлуқлар “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” ниң 23 йиллиқини хатирилиди
2012.06.04
Хатириләш паалийити хоңкоңдики векторийә бағчисида өткүзүлгән болуп, мәзкур паалийәткә 150 миң әтрапида адәм қатнашқанлиқи мөлчәрләнмәктә.
Хатириләш паалийитигә қатнашқан хоңкоңлуқ яш чәстон чуң: бу хоңкоңниң кәлгүси иҗтимаий тәрәққияти үчүн бир символлуқ әһмийәткә игә паалийәт. 4-Июн роһи өлгини йоқ; у техи һаят, дегән.
Һалбуки,хитай ахбаратлири “тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити” һәққидә һеч қандақ хәвәр бәрмиди, хитай бихәтәрлик даирилири болса 4-июн мәхсус хадим аҗритип, бейҗиң вә башқа җайлардики кишилик һоқуқ актиплирини тутқун қилди.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай даирилири бейҗиңниң муһим җайлириниң һәммисигә мәхпий көзәткүчиләрни орунлаштурған вә бейҗиңдики әрздарларниму йиғивалған.
Хитай һөкүмити 23 йилдин буян тийәнәнмен вәқәсиниң “әксилинқилабий вәқә” икәнликини тәкитләп, вәқәни бастуруш җәрянида бигунаһ өлүп кәткән амма вә оқуғучиларниң аилә тавабиатлиридин җамаәт алдида әпу сориғини йоқ.
Әмма, хоңкоңлуқлар һәр йили һәр хил паалиәйтләрни өткүзүп, тйәнәнмен вәқәси вә вәқәдә қурбан болғанларни хатириләп кәлмәктә.