Украинлар чернобил вәқәсиниң 23 йиллиқини хатирилиди
Мухбиримиз үмидвар
2009.04.26
2009.04.26
Русийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, виктор юшенко сөз қилип, қазаға учриғанларға тәзийә билдүргән. Буниңдин 23 йил илгири, йәни 1986 - йили, 4 - айниң 26 - күни таң сәһәрдә чернобил атом електр истансисиниң партлап кетиши нәтиҗисидә 90 миңдин артуқ адәм һаятидин айрилған болуп, атом радиатсийисиниң тәсири нурғун адәмләргә вә уларниң кейинки әвладлириға тәсир көрситип, инсанийәт тарихидики зор паҗиәләрниң биригә айланған иди.
Буниңдин бир һәптә илгири ғәрб мәтбуати "таймиз" бир японийилик тәтқиқатчиниң хитайниң лопнорда елип барған көп қетимлиқ атом синақлирида охшашла зор сандики адәмләрниң һаятидин айрилғанлиқидин мәлумат бәргәнликини хәвәр қилған иди.