Украинийидә сталинниң ачарчилиқ сияситиниң қурбанлири әсләнди
Мухбиримиз үмүдвар
2009.11.29
2009.11.29
Бүгүнки күндә украинийидә бу ачарчилиқ һадисисигә нисбәтән охшимиған көз қарашлар мәвҗут болуп, йәнила шу сталин дәврини, совет иттипақини әсләйдиғанлар мәвҗут. Әмма яш әвладларниң көз қариши башқичә болуп, улар бу вәқәни украин миллитини йоқитиш һәрикити һәмдә украин хәлқиниң паҗиәси дәп қаримақта.
Украинийә һөкүмити ачарчилиқ дәвригә аит архип материяллири тәтқиқ қилип вә ениқлап, әйни вақитта ачарчилиқ кәлтүрүп чиқарған җинайәтчиләрниң тизимликини турғузуп, сот ечишни бекиткән. Шундақ болғанда, сотлинидиғанларниң тизимликиниң бешида сабиқ совет иттипақи рәһбири сталин туридикән.
Бундақ ачарчилиқ 1932 - 1933 - йиллири қазақистан вә қирғизистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлиридиму йүз бәргән болуп, қазақистанда әң еғир болған вә зор санда адәмләр өлүп кәткән. Йәттә су районидики уйғурларму ачарчилиқниң қурбанлириға айланған болуп, көп санда уйғурлар қирилип кәткән һәмдә бир қисим уйғур, қазақ вә қирғизлар қошна уйғур елиға қечип келип, панаһланған иди.
30 - Йиллардики ачарчилиқ совет иттипақидики уйғурларниң нопусиниң азлап кетишидики муһим амилларниң биригә айланған иди. Әмма, һазирчә қазақистан вә қирғизистанда бу вәқәни кәлтүрүп чиқарғанларни сотлаш һәққидә сөз болуватқанлиқи мәлум әмәс.