Хитай үрүмчини оттура асияниң район вә хәлқаралиқ һава қатнаш түгүнигә айландурмақчи

Йеқинда хитай үрүмчини нопуси бәш милйонға йәткән оттура асиядики әң чоң сода-иқтисад мәркизий һесаблинидиған шәһәр қилип қуруп чиқиш пиланини елан қилғандин кейин, 14-апрел күни қәшқәр шәһириниң йенидики тоққузақ наһийисидә “гуаңҗов йеңи шәһири” ни қурушни башлиди.
Мухбиримиз үмидвар
2011.04.17

Шинхуаниң хәвәр қилишичә, хитай үрүмчини оттура асияниң район характерлик вә хәлқаралиқ һава қатнаш төгини қилиш қурулушини күчәйткән болуп, үрүмчи айродроми һазир хитайниң көплигән шәһәрлиригә биваситә туташтурулған.

А330, б777, б767 типлиқ чоң айропиланларни үрүмчи билән бейҗиң вә шаңхәй қатарлиқ чоң шәһәрләр арисида селишни пилан қилға.

Үрүмчини хәлқара һава линийисиниң мәркизий сүпитидә күчәйтиш пиланланған болуп, үрүмчи билән алмута, бишкәк, исламабад, йеңи деһли арисида қатнаш мәвҗут. Бирақ, 2015-йилиғичә сәмәрқәнт, истанбул, йекатиринабург, тиблис, лаһор вә мәшәд қатарлиқ шәһәрләр арисида һава қатниши йолға қоюлидикән һәм көпәйтилидикән.

Хитай һава қатнаш саһәси үрүмчиниң оттура, җәнубий вә ғәрбий асия шәһәрлиригә йеқин болуши, явропадин аран 7-8 узақлиқта болуши, корийә вә японийигиму анчә йирақ әмәсликтәк мәркизий түгүнлүк алаһидилики бойичә үрүмчиң кәлгүсидә хитайниң әң муһим хәлқаралиқ һава қатнаш төгини болидиғанлиқини һөкүм қилишқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.