Үрүмчиниң даимлиқ нопуси 3 милйон 112 миңдин ашти

Хитайниң әң йеңи нопус истилистикилиқ хәвиригә асасланғанда үрүмчи шәһириниң даим турушлуқ нопуси 3 милйон 112 миң 559 адәмгә йәткән болуп, мәлум болушичә нопусниң көпийиш сүрити бир қәдәр тез болған. Әмма үрүмчиниң көчмә нопуси һәққидә мәлумат берилмигән.
Мухбиримиз үмидвар
2011.09.18

“яшин тори” ниң хәвәр қилишичә, мәзкур 3 милйон 112 миң нопусниң 74.91% Хитайлар болуп, башқа милләтләр 25.9%ni Игиләйдикән. Үрүмчидики даимлиқ турушлуқ хитайларниң сани 2 милйон 331 миңдин артуқ болуп, хитай әмәс милләтләрниң сани 780 миң әтрапида икән.

Хәвәрдә, үрүмчидә яшайдиған уйғурларниң нопус әһвали һәққидә мәлумат берилмигән, әмма 10 йил ичидә хәнзуларниң 764 миң, аз санлиқ милләтләрниң  266 миң адәм көпәйгәнлики, аз санлиқ милләтләрниң көпийишиниң хәнзулардин юқири икәнлики көрситилгән.

Бирақ уйғур мутәхәссисләрниң қаришичә, үрүмчи уйғур аптоном райониниң мәркизи болушиға қаримай, бу шәһәрдики уйғурларниң көпийиш хитайларға қариғанда төвән болуп, уйғурлар бир қанчә қетим нопус җәһәттә қисқирашқа дуч кәлгән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, 5-июл вәқәси мунасивити билән үрүмчидә елип берилған иҗарә өйләрни тәкшүрүш, тизимлаш вә гуманлиқ кишиләрни тутуш сәвәбидин үрүмчигә келип тирикчилик қиливатқан уйғурларниң нопуси азлап кәткән һәмдә уйғурларниң үрүмчигә орунлишишиму қийинлашқан.

Һөкүмәт статистикилири бойичә алғанда, 1949-йили, үрүмчи шәһириниң нопуси 60 миң әтрапида болуп, нопусниң йеримини хитайлар игилигән, пүтүн уйғур ели бойичә хитайларниң нопуси 200 миң әтрапида болуп, аһалиниң 5% игилигән, уйғурлар болса, 80% гә йеқин болуп, барлиқ хитайдин башқа милләтләр қошулуп, 95% ни игилигән иди. Уйғур елиниң җәнубида хитайларниң нисбити йоқ дейәрлик һаләттә иди.

6-Қетимлиқ нопус тәкшүрүштә, хитайларниң пүтүн уйғур елидики нопус нисбити 41 % йәткән болуп, нөвәттә үрүмчи вә пүтүн уйғур елидики, болупму қәшқәр, хотән,ақсу, корла қатарлиқ вилайәтләрдики хитайларниң саниниң тез сүрәттә көпийиватқанлиқи инкас қилинмақта. Хитай йәнә үрүмчини йеқин арида бәш милйон нопуслуқ чоң шәһәргә айландуруш истратегийисини бәлгилигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.