Үрүмчидики бир қисим уйғур дуканлириниң вивискилири елип ташланди

Үрүмчи консул кочиси әтрапидики уйғурлар ачқан бир қисим сода дуканлириниң вивискилири “хитайчә хәт кичик йезилған” дегән баһанидә елип ташланған болуп, бу дуканларниң йеңи вивиска есишқа буйрулуши уйғурларниң наразилиқини қозғиди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.12.18

Уйғур биз тор бекитиниң хәлқара тор бекитидә елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә дейилишичә, уйғурларниң тиҗарәт дуканлиридики вивискиларниң мәҗбурий еливетилиши дукан игилиригә иқтисади зиян елип кәлгән. Әмма уйғурларниң дуканлиридин 500 метир йирақлиқтики хитайлар ачқан достлуқ сода дукининиң вивискисида уйғурчә хәт йезилмиған болсиму униңға чарә көрүлмигән. Достлуқ сода сарийи қатарлиқ уйғурчә йезиқ йезилмиған нурғунлиған хитай дуканлириниң вивискилириниң өз җайида турувериши уйғурлар арисида ғулғула пәйда қилди.

Уйғур аптоном райониниң аптономийә қанунида һәмдә һөкүмәтниң идарә, орган вә аммиви сорунларниң вивискилири һәққидики бәлгилимилириниң һәммисидә, уйғурчә вә хитайчә йезиқни өлчәмлик һалда биллә йезиш тәләп қилинған. Әмма, йеқиндин буян уйғур аптоном районидики көплигән аммиви сорунлардики вивискиларда пәқәтла хитайчә йезиқниң йезилиши яки уйғурчә йезиқ йезилған һаләттиму, хитайчә хәтләрниң үстигә яки астиға кичик һәм көрүмсиз қилип, имласиғиму диққәт қилмиған һаләттә йезилиши узундин буян уйғурларниң наразилиқини қозғап келиватқан мәсилиләрниң бири иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.