5-Июл һарписидики бихәтәрлик тәдбирлири бир қисим хитай пуқралириниму биарам қилған

Үрүмчидә яшаватқан хитай аһалилиридин бири бүгүн радиойимизниң хитайчә бөлүмигә телефон қилип, хитай һөкүмитиниң 5-июл һарписидики бихәтәрлик тәдбирлири үстидин шикайәт қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.06.24

Шикайәт қилғучи үрүмчи кочилиридики чарлашниң зичлиқи, қораллиқ қисим сақчилириниң көплүки вә доқмуш-доқмуштики бихәтәрлик тәшвиқатлириниң шәһәрниң вәзийитини техиму әнсизләштүриветип барғанлиқини билдүргән.

Шү фамилилик киши ғулҗидин кәлгән достлириниң ейтқанлириға асасән ғулҗа шәһириниң вәзийити һәққидиму мәлумат бәргән. Униң ейтишичә, нөвәттә ғулҗа шәһәр кочилирини қораллиқ қисимлар бронивиклар билән тинимсиз һаләттә кезип йүрмәктә.

Броневик вә әскәрләрниң саниниң көплүки шәһәр аһалилиригә худди бир уруш вәзийитиниң җиддийчиликини һес қилдурмақта. Мәзкур шикайәт қилғучи сөзи арисида йәрлик аһалиләргә һәқсизлиқ болуватқанлиқини вә йәрликләрниң һөкүмәткә қарита ғәзәп нәпритиниң тешип туруватқанлиқини билдүргән.

Адәттә уйғур елидики хитай пуқралириниң һөкүмәткә наразилиқ билдүрүши, болупму миллий мәсилиләрдә һөкүмәтни әйиблиши наһайити аз көрүлүватқан бир әһвалдур. Қәшқәр шәһиридики хитай аһалилиридин бәзилири 2008-йили сәмән йоли вәқәси йүз бәргәндин кейинла қәшқәрдики йәрлик хәлқниң ишқа орунлишиш қатарлиқ җәһәтләрдә тәңсизликкә учриғанлиқини етирап қилишқан иди.

Уйғур көзәткүчиләрниң пәризичә, 5-июл вәқәсидә мәлум санда хитай пуқралириниң өлүши, уйғур елидики бир қисим хитай пуқраларни әнсизчиликкә салған вә улар һөкүмәтниң уйғурларға қарши бир қисим чәктин ашқан тәдбирлирини өзлириниң бихәтәрлики үчүнму тәһдит һес қилишқа башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.