Үрүмчидә җинайәт гумандарлириниң ғәйрий нормал өлүми һәққидә тәкшүрүш елип берилған

Шинҗаң тинчлиқ ториниң хәвәр қилишичә, үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси мушу айниң 20 ‏- күни үрүмчидики бир қисим сақчиханиларда тәкшүрүш елип берип, җинайәт гумандарлириниң ғәйрий нормал өлүп кетиш вәқәси һәққидә мәлумат игилигән вә сақчиларға бу һәқтә бир қатар тәлиматлар берилгән. Тәкшүрүш, шәһәрлик сақчиниң 5 кишидин тәшкилләнгән интизам тәкшүрүш гурупписи тәрипидин елип берилған.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.26

5 - Июл вәқәсидин кейин тутқун қилинған җинайәт гумандарлириниң қаттиқ қийин - қистаққа елинғанлиқи, буларниң бәзилириниң қамақханида, бәзилириниң қамақтин қоюветилгәндин кейин өлүп кәткәнлики һәққидә рәсмий вә ғәйрий рәсмий ахбарат вастилирида көп қетимлап хәвәрләр тарқалған иди.

Буларниң ичидә 5 ‏- июл тутқунлиридин шөһрәт турсунниң қорғас наһийисидики қамақханида сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлүш вәқәси дуняға ашкариланған иди.
 
Шинҗаң тинчлиқ ториниң бүгүнки хәвиридә билдүрүлүшичә, үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисиниң бу қетимқи тәкшүрүши асаслиқи, ат бәйгә мәйдани, ташбулақ (хейҗясән) вә ғалибийәт йоли сақчиханиси қатарлиқ уйғурлар көп олтурақлашқан районлардики сақчиханиларда елип берилған.

Буниңдин қариғанда, уйғурлар олтурақлашқан районидики сақчиханиларда җинайәт гумандарларниң ғәйри нормал өлүм вәқәси көп йүз бәргәнлики мәлум болмақта. Әмма, хәвәрдә шәһәрлик сақчи идарисиниң мәзкур тәкшүрүшини уйғур аммиси ичидин кәлгән наразилиқ инкаслириға асасән вә яки хәлқара җамаәт пикриниң бесими билән бейҗиңдин кәлгән буйруққа асасән елип барғанлиқи һәққидә мәлумат берилмигән.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.