Үрүмчи айродроми йенидики бир завутта партлаш йүз бәрди

25 - Сентәбир күни ахшими үрүмчи айродроми йенидики бир пластик материяллар завутида партлаш йүз бәргән болуп, америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гәрчә бу вәқәдә өлүм - йетим һадисиси көрүлмигән болсиму, бирақ завутқа йеқин җайлашқан үрүмчи хәлқара айродроми бир саәт әтрапида хизмитини тохтитишқа, 15 айропиланниң учуш - чүшүши кечиктүрүлүшкә тоғра кәлгән.
Мухбиримиз үмидвар
2010.09.26

Хитай мәтбуатлириниң бу һәқтики сүрәтлик хәвәрлиридә көрситилишичә, партлаш вә от ялқунидин көтүрүлгән ис - түтәкләр асманни қаплиған, үрүмчи шәһириниң башлиқи җарулла һесамидин қатарлиқлар нәқ мәйданға йетип келип, вәқәни көзәткән.

Бу қетимлиқ партилашниң көлиминиң бир қәдәр зор болғанлиқи мәлум болмақта. Әмма, хитай мәтбуатлири һазирғичә бу партилашниң от апитидин келип чиққанлиқини хәвәр қиливатқан болсиму, лекин немә сәвәбтин мәзкур вәқә келип чиққанлиқи шуниңдәк химийилик маддилар бар бу завуттики партилашниң муһитқа һәмдә кишиләрниң тән - сағламлиқиға тәсир көрситиш дәриҗисиниң қанчилик икәнлики һәққидә ениқ учур берилмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.