Хитай, уйғур елида тәкшүрүш вә адәм тутуш һәрикитини техиму қаттиқ вә җиддий елип бармақта

Хитай ахбаратлири тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, 2009 - йили уйғур ели миқясида елип берилған "җәмийәт муқимлиқни һәр тәрәплимә түзәш" һәрикити қаттиқ елип берилған. Бу җәрянда хитай даирилири, ақма нопус вә өй иҗаригә беришни тизгинләш қатарлиқ һәрикәтләрни йүргүзгән.
Мухбиримиз җүмә
2010.01.11

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай йәрлик сақчилириниң уйғур елиниң һәр қайси җайлирида, өткән йили ноябирдин башлап, икки йерим айға йәтмигән вақит җәрянида, 16 миң җинайи ишлар делосини паш қилғанлиқи, 145 җинайәтчиләр гуруһини тар‏ - мар қилғанлиқи, интернетта җинайәт өткүзгүчиләрдин 552 адәмни қолға чүшүрүлгәнлики һәмдә җәмийәт муқимлиқиға тәсир көрситидиған "қалаймиқан" орунлардин 1570 ни байқиғанлиқи ашкариланған.

Хитай йәрлик һөкүмити уйғур елидә 1994 - йилидин буян, "җәмийәт муқимлиқини һәр тәрәплимә түзәш низамнамиси"ни йолға қоюп, шу буйичә һәр йили "100 күнлүк қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни давамлаштуруп кәлмәктә иди.

2009 - Йили 1 - ноябирдин башлап елип берилған "түзәш" һәрикитиму, хитайниң шу хилдики қаттиқ зәрбә бериш һәрикәтлириниң бир қисми. Һалбуки хитай йәрлик даирилири бу нөвәт елип берилған зәрбә бериш һәрикитидә "5 - июл вәқәси" дин қачқан гумандарларни қоғлап тутуш вә уйғур елиниң һәр қайси җайлирида "5 - июл вәқәси" ни бир тәрәп қилиш понкитлирини қурудиғанлиқини хәвәр қилған иди.

Алдинқи һәптә радиомиз игилигән хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити откән бир ай ичидә үрүмчи, қәшқәр вә ғулҗа қатарлиқ шәһәр, вилайәтләрдә "тинҗитиш вә адәм тутуш"ни кәскин давамлаштурған.

Ғулҗа шәһиридә "5 - июл вәқәси"гә алақидар лентиларни сақлаш җинайити билән 10 адәмни қолға алған. Хитай сақчилири 25 - декабирдин 30 - декабирға қәдәр қәшқәр шәһиридә өй ахтуруш елип берип қәдимий китабларни йиғқан вә от қойған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат риштиниң билдүрүшичә, хитай даирилири бу нөвәт "5 - июл үрүмчи вәқәси" ни баһанә қилип, уйғурлар топлишип олтурақлашқан шәһәр, районларда тәкшүрүш вә адәм тутуш һәрикитини йиллардикигә қариғанда техиму қаттиқ вә техиму җиддий елип барған.

Дилшат ришт бу һәқтә тохтилип: "хитай даирилири юқирида илгири сүргән санлиқ мәлуматларниң көпинчиси уйғурларға алақидар аталмиш делоларни тәшкил қилиду, әмма бир милләтниң әркинликкә болған ирадисини бу хилдики бастуруш билән пүтүнләй йоқатқили болмайду" деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.