Үрүмчидә иш һәққини алалмиған хитайлар зораванлиқ һәрикәт қоллинип ширкәт ишханилирини игиливалған
Мухбиримиз вәли
2008.11.19
2008.11.19
Хәвәрдин мәлум болушичә, иш һәққини алалмай ғәзәплинип ширкәт ишханилирини игиливалған бу ишчилар 11 - айниң 14 - күни 'мәсилә һәл қилинғанға қәдәр, бизниң йемәк - ичмәк вә йетип - қопушимиз мушу җайда болиду' дәп җакарлап, бу қурулуш мәйданиға киридиған йолларни пүтүнләй тақивалған. Әмма бу қурулушни һөддигә алған хоҗайинлар һазирға қәдәр мәсилини һәл қилғили яки һөкүмәт сақчилири уларни бастурғили кәлмигән.