Үрүмчи юқири соти '5 - июл' әриздарлириниң һөкүмгә наразилиқ әрзини рәт қилди
2009.10.30
Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси бу айниң башлири арқа - арқидин 2 қетим сот ечип, "5 - июл вәқәси"дә "җинайәт" садир қилғанлиқини илгири сүргән 21 киши үстидин һөкүм елан қилип, 12 кишигә өлүм җазаси бәргән. Қалғанлирини муддәтсиз вә охшимиған дәриҗидә муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Сотланғанларниң 19 нәпири уйғур, 2 нәпири хитай иди.
Үрүмчидики бу сот хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң шиддәтлик тәнқидигә учрапла қалмай, бейҗиңдики хитай кишилик һоқуқ адвокатлириниңму тәнқидигә учриған. Үрүмчидики сотни тәнқид қилғучилар сотниң сиясийлаштурулғанлиқини, хәлқара әдлийә өлчәмлиригә хилаплиқ қилинипла қалмай,хитайниң өзидики қанун - бәлгилимиләргиму хилаплиқ қилинғанлиқини илгири сүргән.
Юқири сот, "әриздарларниң һөкүмгә нарази болуштики сәвәби пут тирәп туралмайду" дәп қариған. Лекин хитай мәтбуатлириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, әриздарларниң һөкүмгә нарази болуштики сәвәби, уларниң өзини ақлаш әһвалиға даир конкрет мәсилиләр тилға елинмиған. Хитай қануниға асасән юқири сотниң қарари хитай али сот мәһкимиси тәдбиқлап тәстиқлиғандин кейин күчкә игә болиду.