'Шинҗаң пайтәхт гезити' ниң 8 - июлдики сани туюқсиз йиғивелинған
Мухбиримиз әркин
2009.09.14
2009.09.14
Хәвәрләргә қариғанда, гезитниң йиғивилинишидики сәвәб мәзкур гезиткә "5 - июл вәқәси"дә өлтүрүлгән җәсәтләрниң рәсими бесип тарқитилғанлиқи билән мунасивәтлик болуп, гезит базарға селинип аз кәм 200 нусха сетилғандин кейин йиғивелинған. Бу һәқтики хәвәрләрдә даириләрниң һәр бир нусха гезитни 200 йүәндин йиғивалғанлиқи, гезитхана башлиқиниң болса вәзиписидин елип ташланғанлиқи илгири сүрүлгән.
"Шинҗаң пайтәхт гезити"ниң 8 - июл санидики бу рәсимләр "асман көтүрәлмәйдиған җинайәт, қан-яш" дегән мавзуда елан қилинған. Бу рәсим елан қилинған күнләр хитай көчмәнлириниң калтәк-тоқмақлар билән қораллинип, үрүмчидики уйғурларға һуҗум қиливатқан мәзгили иди.
Хитай һөкүмити уйғурларниң 5 - июл кәчтики тинч намайишини бастурғандин кейин, вәқә наһайити тезла тоқунушқа айланған. Вәқәни өз көзи билән көргүчиләр, хитай сақчи қисимлириниң 5 - числа кечиси вә 6 - числа таң сәһәрдә учриған уйғурларни оққа тутқанлиқини, уйғурларниң болса қолиға чиққан нәрсә билән қаршилашқанлиқини илгири сүрмәктә.
Бейҗиң милләтләр университетиниң профессори илһам тохти, радиомизниң хитай тили аңлитишиға бәргән бу һәқтики мулаһизисидә "даириләрниң бу гезитни йиғивелиштики сәвәбини ениқлап көрүшкә тоғра келиду," дәп тәкитлигән.