Хитай йәрлик алаһидиликкә игә қанун арқилиқ милләтләр иттипақлиқи тәрбийисиниң үнүмини ашурмақчи

Уйғур районлуқ 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийи 15 ‏ - омумйиғини йәрлик алаһидиликкә игә қанун арқилиқ милләтләр итипақлиқи тәрбийисиниң үнүмини өстүрүш тоғрилиқ бир лайиһәни музакирә қилған.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.11.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Мәзкур лайиһә бултур 8 - айда түзүлүшкә башлиған, түзүшкә алақидар идарә - җәмийәт, аммивий тәшкилат вә тәтқиқат җәмийәтлири болуп, 40 тин артуқ орун иштирак қилған; көзәткүчиләр лайиһәдә һечқандақ бир йеңилиқ яки конкрет бир чарә йоқлуқини илгири сүрмәктә.

Америкидики шәрқ - ғәрб университетиниң профессори яң лю, бүгүн радиомизниң хитайчә бөлүминиң зияритини қобул қилип, бу лайиһә һәққидә пикир баян қилған. У пикиридә, хитай компартийисиниң аз санлиқ милләтләр мәсилисидә йәнила мәсилиниң йилтизидин өзини қачуруватқанлиқини, бу йәрдики тәлим - тәрбийә арқилиқ түзүлидиған мәсилә әмәсликини, болупму бир тәрәптин бастуруп, йәнә бир тәрәптин иттипақлиқ тәрбийиси елип беришниң бурун үнүм бәрмигәндәк, бундин кейинму үнүм бәрмәйдиғанлиқини, уйғур районидики миллий зиддийәтниң пәқәт вә пәқәт өз тәқдирини өзи бәлгиләш биләнла әмәлгә ашидиғанлиқини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.