Әсқәт керимбай: мәһәллиләргә чүшкән кадирлар бурчини унутмаслиқи лазим
Мухбиримиз җүмә
2009.08.15
2009.08.15
Әсқәт керимбай бу кадирлардин, аммини қозғутуп " рабийәләр" вә дуня уйғур қурултийи милләтләр арисида пәйда қилған миллий зиддийәт, қаршилиқ вә тәшкиллик зораванлиқни паш қилишни, " 5 - июл вәқәси" җәрянидики милләтләрниң һәмдәмлики, иттипақлиқи вә меһрибанлиқи қатарлиқ тәсирлик иш излар арқилиқ "үч хил күчләр" пәйда қилған милләтләр қәлбидики җараһәтни йоқутушни тәләп қилған.
Игилишимизчә, "5 - июл паҗиәси" дин кейин үрүмчиниң уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан тәңритағ райониға атуштин башқа һәрқайси уйғур шәһәр наһийилиридин 500 уйғур кадир йөткәп келингән.
Уларға сияси мәйдани сағлам болуш, хитайчини пухта билиш, 35 яштин юқури болмаслиқ қатарлиқ тәләпләр қоюлған. Мәмликәт бойичә әң намрат наһийә тоққузақ наһийисидинла 17 кадир йөткәлгән.
Бу кадирлар асасән һәр қайси мәһәллиләрдики уйғурларниң нопуси, сияси, дини арқа көрүниши, алақә даириси қатарлиқларни архиплаштуруп чиқмақта икән.