Үрүмчидә хитай дөләт байрими мәзгилидә қолға елиш давамлашти

Дуня уйғур қурултийиниң баян қилишичә, хитай дөлити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ байрими мәзгилидә, бәзи уйғур яшлири намайиш қилмақчи болған, әмма намайиштин балдур хәвәрдар болған хитай даирилири намайишни тосқан вә намайиш уюштурмақчи болған 26 яшни қолға алған.
Мухбиримиз ирадә
2009.10.02

Дуня уйғур қурултийи тәминлигән мәлуматқа қариғанда, бу яшлар биринчи өктәбир күни әтигән саәт 8 дә уйғур районлуқ қораллиқ қисимлири тәрипидин үрүмчидики җәнуби азадлиқ кочиси, ғалибийәт йоли, иттипақ йоли вә консул кочиси қатарлиқ мәһәллиләрдин қолға елинған. Хитай даирилири бу яшларниң "намайиш уюштуруш арқилиқ җәмийәт аманлиқини бузуп, дөләтниң пүтүнлүкини бөлүш" ни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүргән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң 1 - өктәбир байриминиң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш баһаниси билән 30 - сентәбир кечидин тартипла һәрикәткә өткәнликини, нәччә миң сақчи аҗиртип, мәһәллә мәһәллиләрдә чаза қуруп уйғурларниң кимлик вә қол сомкилирини тәкшүргәнликини баян қилди.

Дилшат ришит йәнә, хитай даирилириниң байрам һарписида 100дин артуқ уйғурни қолға алғанлиқини, буларниң бурун түрмидин қоюп берилгән кишиләр вә 5 - июл вәқәсидә хитай тәрипидин өлтүрүлгән уйғурларниң аилә тавабиатлири икәнликини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.