Үрүмчидики сақчиханилар '4 тәрәплимилик қоғдиниш' қатарлиқ тәдбирини қоллинип 'җәмийәт аманлиқини яхшилиғанлиқи' илгири сүрүлмәктә
Шинхуа агентлиқида көрситишичә, үрүмчи шәһири хотән кочиси сақчиханиси, юқирида тилға елинған тәдбирләрни йолға қойған сақчиханиларниң бир икән. Бу сақчихана өзигә қарашлиқ районларда җәмийәт муқимлиқини илгири сүрүш учун, өз районида чарлаш елип бериш, вә оз районида яймичилиқ қилидиған тиҗарәтчиләрни тарқақлаштуруш қатарлиқ тәдбирләрни алған.
Хотән кочиси сақчиханисиниң башлиқи лу вәнлоңниң билдүрүшичә, улар өз сақчиханисиға қарашлиқ районларда кәч саәт 11 дин әтигән саәт 4 кечә чарлаш елип беришқа башлиған. Әмма бу тәдбирләрни 2009 - йили қанчинчи айдин башлап йолға қойғанлиқини ашкарилимиған.
Улар йәнә, өз районидики 227 һәрикәтчан яймичини тәкшүрүп, уларниң ичидә 19 нәпириниң пичақ елип йүридиғанлиқини байқиған вә шундин кейин бу яймичиларниң рәсимни тартип, архип турғузған.
Әмма, хәвәрдә юқирида тилға елинған яймичиларниң милләт тәркиби ашкариланмиған. Тәһлилчиләрниң қаришичә, бу хитай йәрлик һөкүмитиниң "5 - июл үрүмчи вәқәси"дин кейин үрүмчидә алған әң йеңи "бихәтәрлик тәдбирлири"ниң бири болуши мумкин икән.