Хитай уйғур артистлирини қазақистан мустәқиллиқини хатириләш оюни қоюшқа әвәтти

Қазақистан җумһурийәтлик милләтләр бирлики вә қазақистан җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәклипи бойичә бир гуруппа уйғур артистлири қазақистанға келип, қазақистанниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан җайлирида оюн қоюшни давамлаштурмақта.
Мухбиримиз үмидвар
2011.09.18

Қазақистанда уйғур тилида тарқитилидиған “уйғур авази” гезитиниң хәвиридә уларниң паалийәтлири “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ сәнәткарларниң қазақистан җумһурийитиниң мустәқиллиқиниң 20 йиллиқиға беғишланған консертлири” дәп аталған болуп, хәвәрдә улар консерт қойидиған җайларниң яркәнт, чөнҗә, байсейит, чимкәнт, ават вә алмута шәһәрлири икәнлики һәм ениқ вақти елан қилинған.

Уйғур елидин кәлгән уйғур артистлири 20-сентәбир күни алмута шәһиридики мәркизий мәйданда оюн қоймақчи икән.

Алмутадики ихтияри мухбиримизниң учур беришичә, улар 18-сентәбир күни чимкәнткә йетип кәлгән. 14-Сентәбирдин 21-сентәбирғичә давамлишидиған мәзкур сәнәт паалийитигә нисбәтән қазақистандики уйғурлар түрлүк инкасларда болмақта.

Инкаслардин мәлум болушичә, илгириму уйғур артистлири оттура асия җумһурийәтлиригә келип оюн қойған болсиму, бирақ хитай тәрәпниң уларни қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан қатарлиқ җумһурийәтләрниң мустәқиллиқини хатириләш нишани билән әвәткәнлики мәлум әмәс иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.