Хитай ахбаратида шинҗаң уйғур аптоном райони исмидики“уйғур” аталғуси чиқириветилгән
2012.10.10
Бу хитай дөләт кабинети ахбарат ишханисиниң биваситә башқурушидики хәвәр торбети-“China.org.cn” торниң 10-өктәбирдики инглизчә санида елан қилинған уйғур ели һәққидики хәвәрдә берилгән.
Хәвәрдә ли чаңчүн вә җов йоңкаң қатарлиқларниң уйғур елидә елип барған хизмәтлири тилға елинип “... Улар шинҗаң аптоном районида икки йилдин буян йолға қоюлуватқан милләтләр иттипақлиқи һәрикитини махтиди” дейилгән.
Хәвәрниң башқа йеридә уйғур аптоном райониниң нами “шинҗаң” дәпла елинған.
Хитайниң мәзкур хәвиридә уйғур аптоном районини намидики “уйғур” аталғусиниң қәстән чиқириветилгәнлики яки сәвәнлик сәвәбидин шундақ болуп қалғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.
Һалбуки, бу аталғу мәсилиниң хитай уйғур елидә уйғур тилини маарип саһәсидин сиқип чиқиришқа һәрикәт қиливатқан вә уйғурларниң миллий кимликини хунүкләштүрүшни күчәйткән бир мәзгилдә тоғра келиши диққәтни тартмақта.