Уйғурбиз тори мирхәмитҗан музәппәр үстидин чиқирилған сот һөкүминиң әсли нусхисини елан қилидиғанлиқини билдүрди
2013.02.14
Уйғур биз тори мирхәмитҗан музәппәр һәққидики хәвәрни әң бурун ашкарилиған болуп, уйғурбиз торидики мунасивәтлик хадимларниң радиомизға билдүрүшичә, уйғурбиз ториниң мухбири узун муддәтлик учур топлаш арқилиқ, нөвәттә мирхәмитҗан музәппәр һәққидики материялларни вә уйғур тор бекәтлиридә вәзипә алғини үчүн қамақ җазасиға һөкүм қилинған тор башқурғучилири һәққидики учурларни топлиған болуп, йеқин кәлгүсидә бу учурлар уйғурбиз ториниң хәлқара тор бекитидә вә башқа учур мәнбәлиридә елан қилинидикән.
Мәлум болушичә, 2009-йили “5-июл вәқәси” дин кейин сотланған мирхәмитҗан музәппәр исимлик бу яш 2009-йили 4-айда уйғурлар һәққидә программа ишләш үчүн қәшқәргә кәлгән хоңкоң “сумурғ” телевизийә қанилиниң алий дәриҗилик мухбири җав йүгә тәрҗиманлиқ қилған. Қәшқәр сот мәһкимиси мирхәмитҗан музәппәрни “бөлгүнчилик” җинайити билән әйибләп қамақ җазасиға һөкүм қилған болсиму, әмма сумурғ телевизийисиниң мухбириниң һечқандақ җавабкарлиқи сүрүштүрүлмәслики һәм сумурғ телевизийисиниң бу вәқә һәққидә 3 йилғичә хәвәр бәрмәслики хәлқара мәтбуатларда ғулғула қозғимақта.