Хитай даирилири яш уйғур диний затларға 18 - қурултай роһини өгәткән
2012.12.06
Бу сияси өгиниш курсини хитай компартийиси яшлар иттипақи вә фуҗйән өлкиси бирликтә тәшкиллигән. Фуҗйән өлкисигә елип берилған 30 уйғур диний зат бир һәптә бойичә 18 - қурултай роһи һәққидә чүшәнчә, партийиниң диний сиясити, фуҗйән өлкисиниң иқтисадий тәрәққият әһвали қатарлиқ темиларда лексийиләргә орунлаштурулған.
Хитай даирилири уйғур елидә бир яқтин мусулманларниң диний паалийәтлирини қаттиқ назарәт астиға алса, йәнә бир яқтин диний затларни партийиниң тәшвиқатини қилидиған “вәтәнпәрвәр” дини затлардин болушқа мәҗбурлап кәлмәктә.
Хитай даирилириниң 30 нәпәр яш уйғур диний затни бундақ курсқа орунлаштурушиму юқиридики әһвални йорутуп бәрмәктә. Чүнки, хитай яшлири гезитидә чиққан хәвәрдин ашкарилинишичә, бу яшларға “партийиниң сизиқидин чиқмаслиқ, вәтәнни сөйүш, коммунизм йолидин тәврәнмәслик, шинҗаңниң мәңгүлүк әминликкә еришишигә төһпә қошуш” тәрбийиси берилгән вә улардин вәдә елинған.
Хитай даирилириниң динни бесим астиға елиш вә диний затларни өзиниң сиясий тәшвиқатчисиға айландуруштәк кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилиш һәрикити кишилик һоқуқ органлири тәрипидин қаттиқ тәнқидлинип кәлмәктә. Америка дөләт мәҗлиси диний ишлар комитетиму хитайни уйғурларниң диний әркинликигә һөрмәт қилиш тоғрисида агаһландурған иди.