Хәлқара мухбирлар тәшкилати, 'хитай даирилири уйғур аптоном районидики интернет торлирини дәрһал ечиветиши керәк,' дәп көрсәтти
Мухбиримиз вәли
2009.10.31
2009.10.31
Тақиветилгән интернет тор бәтлириниң көпинчиси уйғурлар қоллиниватқан тор бәтләр. Һазир бу уйғур аптоном районида, уйғурлар риал мәсилиләрни мулаһизә қилиш, өз - ара муназирилишиш үчүн қоллинидиған уйғурчә тор бәтлириниң һечқайси ечилмайду. Чәтәл тор бәтлирини, болупму уйғурчә тор бәтләрни уйғур аптоном районида уйғурлар ачалмайду.
Бәлки буниң әксичә, хитай һөкүмити уйғурларниң хитай қанунида бәлгиләнгән намайиш қилиш әркинлики, нәшрият вә пикир баян қилиш әркинлики вә диний етиқат әркинликини учуқ ашкара дәпсәндә қилип, 5 - июл күни үрүмчидә намайишқа чиққан уйғурларни 'дөләтниң бихәтәрликигә хәвп йәткүзди' дегән җинайи нам билән яки башқа һәрхил төһмәт билән давамлиқ тутқун қилип, қамап, уларға өлүм җазаси вә башқа һәрхил қамақ җазаси һөкүм қилишни давамлаштуриватиду.
Сичуәндики бир компутер мутәхәссисиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити уйғур аптоном районида хәлқ қоллинидиған тор бәтлирини тақивәткән болсиму, әмма хитай һөкүмитниң интернет органлири давамлиқ ишләватиду, һөкүмәтниң өзиниң тор бәтлири учуқ, улар өзлири уйғурчә тор бәтлирини өз ичигә алған чәтәл тор бәтлирини ачалайду. Бу уйғур аптоном районида һазир, пәқәт хитай һөкүмитиниңла учур әркинлики мәвҗут.
Хәлқара мухбирлар тәшкилати баянатида йәнә, узун йиллардин буян хитайниң миллий кәмситишигә учрап келиватқан уйғурлар һазир, һәтта өз тилидики интернет тор бәтлирини ечип көрүш һоқуқидинму мәһрум қалдурулған риал әһвалға асасән, хитай даирилири уйғур аптоном районидики интернет торлирини дәрһал ечиветиши керәк, дәп көрсәтти.