Уйғур зиялийлири норуз байриминиң миллий байрам сүпитидә хтай дөлити тәрипидин қанунлаштурулушини тәләп қилмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.03.24
2009.03.24
Норуз соруниға алим вә тилшунас имин турсун әпәнди, атағлиқ җамаәт әрбаби зиялий миҗит насири, даңлиқ шаир буғда абдулла, атағлиқ хәлқ қизиқчиси һесам қурбан, шаир вә реҗиссори мухтар буғра шундақла сәнәт вә сода саһәлиридики бир қисим тонулған уйғур яшлири қатнишип норуз байрими һәққидә әһмийәтлик мулаһизиләр йүргүзгән.
Алим зиялийлар бирдәк қәдимий әнәнигә игә норуз байриминиң уйғур үчүн һәр қандақ байрамлардин муһим туридиған миллий байрам икәнлики, амма тәрипидин етрап қилинған болсиму һөкүмәт тәрипидин етрап қилинмиғанлиқи шуңа уйғур зиялийлириниң хитай һөкүмитидин норуз байримини уйғурларниң йеңи йил байрими қилип рәсмий қанунлаштурушни илтимас қилиш мураҗитини оттуриға қойған.
Уйғур даңлиқ әрбаблири тәрипидин тор дунясида елан қилинған " норуз байримини қанунлаштуруш" мураҗити уйғур аммисиниң қизғин қоллишиға аваз беришигә еришиватқан болуп барлиқ уйғурчә тор бәтләр уйғур зиялийлириниң мәзкур чақириқини алқишлиған.
Өткән йили уйғурларниң сәнәт саһәсидә тонулған даңлиқ артистлиридин паша ишан, турсунай ибраһимҗан, гүзәлнур қурбан, өзбәк нахшичи шамил шакир қатарлиқ 20 нәпәр вәкил уйғур аптоном райони сиясий кеңәшниң 10 - нөвәтлик комитетиниң 1 - йиғинида һәр йили - 3 айниң 21 - күни келидиған норуз байримини уйғур қатарлиқ алтә аз санлиқ милләтниң қанунда бәлгиләнгән байрими қилип бир күн дәм елишқа қоюп бериш тоғрисида тәклип сунған.
Һалбуки хитай даирилири уйғур қатарлиқ түркий милләтләрниң норуз байримини қанунлаштуруш тәклибигә мунасип җаваб бәрмиди.