Уйғур елидә йүз бәргән қар апитиниң зийини барғанчә еғирлашмақта
Мухбиримиз җүмә
2010.01.25
2010.01.25
Мәлуматларға қариғанда, бу нөвәтлик қар апитидә алтай вилайити тәвәсидә 9 адәм, или қазақ аптоном областида 4 адәм өлгән. Қар апитиниң тәсиридә 1000 дин артуқ адәм һәр хил кесәлләр билән ағриған. 7100 Еғиз өй өрүлгән, 20 миң еғиздин артуқ өй һәрхил дәриҗидә зиянға учриған.
Апәттә йәнә, 100 миң туяқтин артуқ чарва мал өлгән вә 3 милйон туяқтин артуқ чарва йәм - хәшәксиз қалған.