Хитай уйғур елидә 'сақчи - хәлқ мунасивәтлирини инақлаштуруш' паалийити елип бармақчи
Мухбиримиз җүмә
2010.10.11
2010.10.11
Күзәтчиләр мәзкур паалийәтниң "5 - июл вәқәси" дин кейин уйғур елидики хитай сақчилириниң зораванлиқи һәддидин ашқан вә бу йиллиқ "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" башлиниш алдида турған мәзгилгә тоғра кәлгәнликидин әҗәблинидиғанлиқини билдүрүшмәктә.
Шинхуа торида көрситишичә, мәзкур "инақлиқ" паалийитини уйғур елидики җамаәт хәвпсизлик назарити орунлаштурған.
Хәвәрдә, паалийәт мәқсити һәққидә мундақ көрситилгән " зор күч билән инақ болған сақчи - хәлқ мунасивити муһити бәрпа қилип, сақчи, хәлқ мунасивити қурулушини техиму чоңқур қанат яйдуруш."
Канададики бир уйғур зиялийси мундақ деди: "уйғурлар хитай сақчилириға ишәнмәйду. Бу хил әһвал '5 - июл вәқәси' дин кейин техиму күчәйди. Чүнки '5 - июл вәқәси' вә униңдин кейинки тутқун қилишларда, уйғур хәлқи хитай сақчилириниң вәһшийлик билән юғурулған маһийитини һәқиқий тонуп йәтти."
Бу уйғур зиялийси йәнә, "мәзкур паалийәт уйғур елидики сақчи - хәлқ арисида инақлиқ йоқлуқини көрситиду" деди.