Уйғур елидә аз санлиқ милләт кадирлириниң ниспити 50 пирсәнтидин ашидиғанлиқи хәвири уйғурларда ғулғула қозғиди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.06.02
2009.06.02
Хитай даирилириниң уйғур елидә һәқиқий аптономийә йүргүзүватқанлиқи һәққидә елан қилған бу тәшвиқати уйғур тәшкилатлири һәм паалийәтчилиридә интайин җиддий инкас қозғиған болуп,дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әркин асия радиоси вә башқа хәлқаралиқ ахбарат орунлирида хитайниң бу баянлириға қарита баянат елан қилди.
Дилшат решит мундақ деди : "хитай һөкүмити аталмиш аптономийә билән уйғур хәлқини алдиди, шундақла бу арқилиқ уйғурларниң қанунлуқ һәқ - һоқуқлири, инсан һәқлири, диний әркинликини дәпсәндә қилип кәлмәктә. Хәлқара җәмийәтниң бесимидин өзини қачуруш үчүн хитай йәнә, бу аптономийини бурмилап тәшвиқ қилип давамлиқ түрдә дуняниң көзини алдимақчи. Әмәлийәттә хитайниң бу ситатистикиси рас болған тәқдирдиму, уйғур кадирлар һөкүмәттә һәқиқий һоқуқ йүргүзәлмәйду, улар пәқәт шәкилгә қоюлған, уларниң сиясәт бәлгиләшкә арилишиш һоқоқиму йоқ."
Дилшат ришит йәнә, "әгәр хитай өзи ейтқандәк, уйғурларниң диний әркинликигә вә башқа һәқ - һоқуқлириға һөрмәт қиливатқан болса ахбарат әркинликини йолға қойсун, чәтәл мухбирлириниң уйғур елидә һәқиқий әһвал игилишигә йол қойсун, ундақ болмайдикән, хитайниң тәшвиқатиниң һәммиси көз боямчилиқтин башқа нәрсә әмәслики ашкарилиниду," деди.