Уйғур елидә бир милйонға йеқин адәм кәлкүн апитигә учриди

Бу йил уйғур елидә бир милйонға йеқин адәм кәлкүн апитигә учриған. Тәйвән мәркизий агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу һәқтики учурларни уйғур елидики апәтниң алдини елиш қоманданлиқ мәркизи ашкарлиған.
Мухбиримиз җүмә
2010.08.02

Мәлум болушичә, бу йилиниң бешидин һазирға кәлгүчә, уйғур елиниң 58 шәһәр, наһийисидә һәр хил дәриҗидә кәлкүн апити йүз бәргән. Апәткә учриған адәм 970 миң 600 гә йәткән.

Хәвәрдә оттуриға қоюшичә, буларниң ичидә бу йил 6 - ай мәзгилидә апәткә учриғучилар сани бир қәдәр көп болуп, бу җәрянда 700 миң 600 мо терилғу йәр бузғунчилиққа учриған. 30 Миң еғиз өй өрүлгән. Биваситә иқтисадий зиян 1 милярд 5милйон 600 миң йүәнгә йәткән.

Һалбуки, учурда зиянға учриғучиларниң һазирқи әһвали вә апәттин қутулдуруш вәзийити ашкариланмиған.

Бу хил кәлкүн апити 30 - июл күча наһийиси тәвәсидиму юз бәргән иди. Хәвәрләргә қариғанда, қутқузғучилар апәт райониға бир күн кечикип кәлгән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.