Хитай йәрлик һөкүмити уйғур елидин адәм йөткәшни давамлаштурмақта

Хитай йәрлик һөкүмитиниң уйғур елидә "һәр аилидин бир адәм ишқа орунлашқан болуш" сияситини йәнила хитай өлкисигә адәм йөткәш арқилиқ ишқа ашуруватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Мухбиримиз җүмә
2010.11.13

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилинишичә, бу йилниң кейинки йеримидин башлап, уйғур аптоном район даирилири бир қисим йеза ешинча әмгәк күчлирини район ичидики наһийә - базарлириға йөткәп орунлаштурған болса, йәнә бир түркүмлирини хитай өлкилиригә йөткигән.

Хәвәрдә мундақ дейилгән: "йеза ешинча әмгәк күчлири тәртиплик тәшкиллинип, район тәвәсидики адәмгә еһтияҗлиқ әмгәк базарлириға һәмдә районға ярдәм беришкә бәлгиләнгән өлкә шәһәрләрдики әмгәк базарлириға йөткәп ишқа орунлаштурулди. Шуниң билән һәр аилидә кәсип бойичә тәрбийиләнгән бир адәм болуш вә һәр аилидин бир адәм ишқа орунлашқан болуш нишани ишқа ашурулди."

Хәвәрдә көрситишичә, бу әмгәк күчлири асасән ғулҗа, җәнубий уйғур елидики ақсу, қәшқәр, қизилсу вә хотән қатарлиқ районлардин йөткәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.