Германийидә бир уйғур хитайға җасуслуқ қилиш билән қолға елинди
2011.03.31
Хәвәрдин мәлум болушичә, германийә феврал мәһкимисиниң әйиблигүчилири “р” исимлик бу кишиниң 2005-йилиниң оттурилиридин тартип, 2009-йили ноябирғичә болған арилиқта германийидә яшайдиған уйғурларниң паалийәтлири тоғрилиқ хитай җамаәт хәвпсизлик тармақлириға учур йәткүзгәнликини ейтқан.
Германийә уйғурлар кишилик һоқуқ паалийәтлири елип бериватқан дөләтләрниң бири болуп, германийидики уйғур җамаити кишилик һоқуқ паалийәтлиридә актип рол ойнап кәлмәктә. Хәвәрдә ейтилишичә, “р” исимлик бу киши 2002-йили миюнхенға келип, бу йәрдики уйғур җамаити билән арилашқан вә хитай җамаәт хәвпсизлик тармақлириға уйғурларниң намайиш вә башқа паалийәтлири һәққидә учур бәргән.
Бу шветсийидә қолға елинған бабур мәхсуттин кейин хитайға җасуслуқ қилиш билән қолға елинған иккинчи уйғур болуп һесаблиниду.