“һоффиңтон почтиси” да уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити тонуштурулди
2013.01.12
Алий тәтқиқатчи һенрий шаҗәфиски мақалисидә “һәммә адәм йеңи йил хушаллиқиға чөмгән пәйтләрдә, хитай түрмисидики уйғур язғучи нурмәмәт ясинниң нөвәттики әһвали ениқсиз” икәнликини көрсәткән.
У йәнә, хитай түрмисидики ғәйрәт нияз қатарлиқ язғучиларни мисал қилиш арқилиқ хитайда уйғурларниң соз - пикир вә өзини ипадиләш әркинликиниң қанчилик дәриҗидә боғулғанлиқини рошән көрситип бәргән.
Мақалидә аптор йәнә, чәтәлләрдин қайтурулған бир қисим уйғурларниң һәр хил қамақ җазалириға буйрулғанлиқи, бәзилиридин һәтта һазиғичә учур йоқлуқини баян қилған.
Аптор мақалидә өткән бир йил җәрянида уйғур елиниң һәр қайси җайлирида йүз бәргән миллий қаршилиқ һәрикәтлирини бир қатар санап өткән.
Мақалидә уйғурларниң қаттиқ диний чәкләшкә йолуқуватқанлиқи вә көплигән уйғурниң “қанунсиз диний паалийәткә қатнишиш” дегән баһаниләр билән қамақ җазасиға учриғанлиқи йезилған.
У ахирида уйғурларниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш үчүн бирдинбир үмидниң уйғурлар йолуқуватқан дәпсәндичиликләрни амалниң баричә хатириләп, дуня җамаәтчиликигә сунушта қалғанлиқини қошумчә қилған.