Хитай маарип министирлиқи уйғур елиниң маарип ишлириға мәсул рәһбәрлик ишханиси қурған

Хитай маарип министирлиқи йеқинда қарар чиқирип, маарип министирлиқи қармиқида уйғур елиниң маарип ишлириға рәһбәрлик қилидиған мәхсус бир ишхана тәсис қилған.
Мухбиримиз әркин
2010.11.19

Бәзи анализчилар болса, бу хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур ели маарип ишлириға қол тиқишини күчәйткәнликиниң бишарити дәп көрсәтмәктә.

Хитай маарип министирлиқи тор бекитиниң хәвиридин мәлум болушичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң бу йил 5‏ - айда чақирилған "шинҗаң хизмәт йиғини"ниң роһиға асасән қурулған бу ишхана, уйғур елиниң маарип ишлирини бир туташ пиланлаш, йетәкчилик қилиш вә маслаштуруш вәзиписини атқурудикән.

Маарип министирлиқи партийә гурупписиниң секритари йүән гуйренниң бивастә рәһбәрликидики мәзкур ишханиниң қармиқида йәнә "қош тиллиқ маарип" гурупписи, оқутқучилар қурулуш гурупписи қатарлиқ 7 гуруппа қурулған.

Хитай маарип министирлиқи бу һәқтики уқтурушида, шинҗаң маарипи рәһбәрлик ишханисиниң мәсулийити "қош тиллиқ маарип"ни өз ичигә алған шинҗаң маарипиға мунасивәтлик қурулуш вә мәбләғни бир туташ лайиһиләш вә орунлаштуруштин ибарәт икәнликини тәкитлигән.

Хитай даирилири "шинҗаң маарипи рәһбәрлик ишханиси" қуруп, уйғур елиниң маарип ишлириға бивастә рәһбәрлик қилиш қарар қилған бу вақит, йәрлик даириләр уйғур йәсли маарипидин тартип алий маарипқичә хитай тилини омумлаштурушни күчәп йолға қоюп, 2020‏ - йилғичә уйғур маарип сепидә хитай тилида дәрс өтүшни омумлаштуруп болуш пиланини иҗра қиливатқан мәзгилгә тоғра кәлгән.

Хитайниң радикал вастиларни қоллинип, уйғур миллий маарип тилини хитайчилаштуруш пилани нурғун уйғурларда әндишә қозғап, чәтәлдики уйғур тәшкилатлири, хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учриған иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.