Уйғур елидики мәктәпләрдә “вәтәнпәрвәрлик” тәрбийиси күчәйтилмәктә
2012.09.27
Уйғур биз ториниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, уйғур елидики ноқтилиқ алий мәктәпләрдин бири болған шинҗаң пидагокикга университети юқиридики һәрикәткә қизғин аваз қошуп, оқуғучиларға вәтәнни тонуш, җуңхуа миллитини тонуш, җуңхуа мәдәнийитини тонуш, җуңгочә алаһидиликкә игә сотсялизмни тонуштин ибарәт “төтни тонуш” идийиси оқутушини оқутуш хизмәтлиридики муһим түрләрниң бири қилип киргүзгән.
Бу һәрикәт һазир пәқәт университетлар биләнла чәклинип қалмай, бәлки уйғур ели миқясидики барлиқ оттура - башланғуч мәктәпләр вә һәтта йәслиләргичә кәң омумлаштурулған болуп, оқуғучиларниң дәрс өгинидиған вақтида көпинчә һалларда түрлүк сиясий өгиниш билән мәшғул болидиғанлиқи мәлум. Техи йеқиндила, хитай өлкилиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириға дәрс бериватқан бир хитай оқутқучиму ашкара елан қилған хетидә, шинҗаң синиплириниң әһвалиниң уйғур елидин пәрқлиқ әмәсликини, уйғур ели маарип органлириниң бивастә башқуруши астидики шинҗаң синиплиридики оқуғучиларниң дәрстин срт түрлүк сиясий өгинишләрдин баш көтүрәлмәйдиғанлиқини инкас қилған иди.
Уйғур биз тори мулаһизисидә, вәтәнни сөйүш идийисини асас қилған маарипниң уйғур елидә әң актип йүргүзүлгәнликини, оқуғучиларниң нормал дәрс өгинидиған вақтиниң көпини сиясий өгинишкә сәрп қилидиғанлиқини тәкитләп, уйғурларниң ана тили, миллий өрп - адәтлиригә һөрмәт қилишниң орниға кәчкичә “вәтәнни сөйүш” ни тәкитләш әмәлийәттә әкс тәсир пәйда қилиду дәп агаһландурған.