Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хәлқара җәмийәтни уйғур мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
Мухбиримиз җүмә
2012.01.14
2012.01.14
Баянатта, “28 - декабир гума вәқәси” дә 7 уйғурниң өлтүрүлгәнлики вә вәқәниң шәрқий түркистанда елип бериватқан “қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” давам қиливатқан мәзгилгә тоғра кәлгәнлики көрситилгән.
Униңдин башқа өз наразилиқини тинч йосунда ипадилигән уйғурларниң “әмгәк билән өзгәртиш лагерлири” ға йоллинидиғанлиқи 2001 - йили 7 уйғурниң шу хилдики қисмәтләргә дучар болғанлиқи мисаллар билән берилгән.
Баянатта, юқириқи сәвәбләр түпәйли нурғун уйғурларниң ана маканлирини ташлап сиртларға мусапир болуп қечишқа мәҗбур болғанлиқи, шундақ шараитта шветсийә һөкүмитиниң бир қисим уйғурларни хитайға қайтурғанлиқи әндишә қозғайдиғанлиқи баян қилинған.
Баянатта мундақ дейилгән: хитай һөкүмити “террорлуққа қарши уруш” ни өз хәлқигә тәһдит селиш, уларда вәһимә пәйда қилиш вә уларниң қануний һоқуқни дәпсәндә қилишқа йәнә ишләтсә болмайду. Хитайниң бу йилқи чағини хәлқара җәмийәт хитай вә дуняниң башқа җайлиридики уйғурларни қоғдаш ирадисини билдүридиған вә бейҗиңға шуни ениқ ипадиләйдиған пәйт.