Хитай көк ташлиқ китабида дөләтниң бир пүтүнлүкини сақлашта чәтәлләрдики уйғур муһаҗирлири хизмитиниң муһимлиқини тәкитлиди
2011.08.18
Көк ташлиқ китабта, шинҗаң қатарлиқ чегра райондики аз санлиқ милләтләрдин чәтәлләргә чиқип олтурақлишип қалған муһаҗирлар мәсилисиниң муһимлиқини тонуп йетишниң хитайниң земин пүтүнлүки һәм дөләтниң негизлик мәнпәитигә биваситә мунасивәтлик икәнлики тәкитләнди.
Униңда, шинҗаң мәсилисигә тарихи сәвәбләр һәм ғәрбтики бәзи дөләтләрниң мәқсәтлик һалда арилишиши сәвәблик район вәзийитиниң барғанчә мурәккәплишип кәткәнлики, шуңа уйғур районидин чәтәлләргә чиқип олтурақлишип қалған уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң муһаҗирлар хизмитини яхши ишләш, уларни туғулған вәтинини етирап қилишини қолға кәлтүрүш вә бу арқилиқ чәтәлләрдә дөләтниң милләтләр иттипақлиқи сияситини тоғра тәшвиқ қилиш шинҗаңда узун муддәтлик әминликни бәрпа қилишниң капалитидур, дәп көрситилгән.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитайниң көк ташлиқ китабидики юқиридики мәзмунларға инкас қайтуруп, буниң хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурлар арисидики иттипақлиқни бузуш вә бу арқилиқ уйғур давасиниң техиму җанлинип кетишниң алдини елиш үчүн йолға қойған тактикиси икәнликини билдүрүп, чәтәлләрдики уйғурларни бу нуқтида сәгәк болушқа чақирди.