Хитай уйғур ели нефит саһәсигә кәлгүси 5 йилда 29 милярд доллар мәбләғ селишни пиланлиди
Мухбиримиз әркин
2009.10.30
2009.10.30
Хитайниң уйғур елидики нефит ишлириға мәбләғ селиш пиланини елан қилған мәзгили, районда йүз бәргән 5 - июлдики миллий тоқунуш сәвәби вәзийәт наһайити җиддий әһвалда туруватқан мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
"Җуңго гезити"ниң хитай дөләтлик нефит ширкитиниң муавин мудири җав җипиңниң сөзини нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, мәзкур ширкәт бу мәбләғни газ вә нефит турубиси ясаш, нефит айриш вә нефит - химийә завути қуруш, нефит амбири ясаш ишлириға сәрп қилишни пиланлиған.
Хәвәрләргә қариғанда, хитайниң қуруқлуқтики нефит записиниң 30% и, тәбий газ записиниң 34% и уйғур аптоном райониға җайлашқан болуп, хитай 2000 - йилдин бери бу районниң нефит, тәбий газ записини қезишқа мәбләғ селишни күчәйткән иди.
Лекин уйғурлар болса, хитайниң нефит игиликигә салған мәблиғи хитай көчмәнлирини мәнпәәтдар қилип, уйғурларниң чәткә қеқилғанлиқини вә районниң екологийисиниң вәйран болушиға сәвәб болуватқанлиқини оттуриға қоюп хитай һөкүмитини әйиблимәктә иди. Дуня уйғур қурултийи "5 июл вәқәси"ниң йүз беришидә бу амилларниң роли барлиқини илгири сүргән.