Хитай уйғур паалийәтчилиригә қарши 3 - қетимлиқ террорчилар тизимликини елан қилди
Мухбиримиз меһрибан
2012.04.06
2012.04.06
Баянатта йәнә буларниң оттура вә җәнубий асиядики дөләтләрдә террорлуқ тәрбийиси көргәнлики, барлиқ мал - бисатиниң тоңлитилғанлиқи билдүрүлгән. Баянатта йәнә уларниң әлқаидә тәшкилати билән алақиси барлиқи тилға елинип, чәт дөләтләрниң уларни байқиған һаман қолға елишини тәләп қилған. Әмма баянатта уларниң һазир қайси җайда туруватқанлиқи вә немә ишлар билән мәшғул болуватқанлиқи тилға елинмиған.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит радиомиз арқилиқ баянат берип, узун йиллардин бери уйғур мәсилисини дуня җамаитидин йошуруп келиватқан хитай һөкүмитиниң 2011 - йили америкида йүз бәргән 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, өзлириниңму террорчилиқниң қурбани икәнликини билдүрүп, хитай һакимийитигә қарши мустәқиллиқ күриши елип бериватқан уйғур паалийәтчиләрни террорлуқ билән әйибләп, бу арқилиқ уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиригә зәрбә берип келиватқанлиқини тәкитлиди.
Хитайниң биринчи қетимлиқ террорчилар тизимлики 2003 - йили елан қилинған болуп; униңда һәсән мәхсум вә мәмтимин һәзрәт қатарлиқ 11 шәхс вә 4 тәшкилат тилға елинған. Иккинчи қетимлиқ тизимликидә болса мәмтимин мәмәт қатарлиқ йәттә киши устидин тутуш буйруқи чиқирилған иди.
Баянатчи дилшат ришит өз баянатида, хәлқара җәмийәт һәм мустәқил көзәткучиләрни, хитайниң террорлуққа қарши турушта пурсәтпәрәслик қиливатқанлиқини көрүп йетип, кишилик һоқуқ вә әркинлики үчүн күрәш қиливатқан уйғурларниң паалийәтлирини изчил һалда террорчилиқ билән әйибләп, давамлиқ бастуруп келиватқанлиқидәк риал әмәлийәткә диққәт қилишқа чақирди.