Пакистан баш министири уйғур пидаийлирини әйиблигән
2012.05.30
Пакистанда чиқидиған “хәлқара хәвәрләр тори” да нәқил қилишичә, юқириқи баянатни пакистан баш министирлиқи, йүсүф риза гилани хитай ташқи ишлар министири яң җйечи билән көрүшкәндин кейин елан қилған болуп, гилани шәрқий түркистан ислам партийисини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүргән.
Шәрқий түркистан ислам партийиси пидаийлириниң пакистан тәвәсидә хитайға қариши қораллиқ һәрикәт қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән иди.
Сөһбәт җәрянида хитай ташқи ишлар министири пакистанниң тәйвән, тибәт вә шинҗаң мәсилисидики мәвқәсидин рази икәнликини ипадилигән.
Мәлум болушичә, икки тәрәп йәнә хитай мәбләғ тәминлигән нйлум-җһелум су електр истансиси вә гвадар портиниң қурулуши қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәтләшкән.
Хитай ташқи ишлар министири яң җйечи 29-май пакистанда рәсмий зиярәттә болған иди.