"Уйғур районида муқимлиқ болмайдикән, пүтүн җуңгода муқимлиқ болмайду"

Хитай дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитетиниң муавин башлиқи ду йиң бүгүн мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған сөзидә, уйғур райониниң тәрәққий қилишидики ачқучлуқ мәсилә - муқимлиқ, дәп көрсәтти. У уйғур райониниң чәт дөләтләр билән узун чегриси барлиқини вә мурәккәп диний мәсилисиниң барлиқини билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2010.07.08

Франсийә агетнлиқиниң баян қилишичә, үрүмчи вәқәсидин бир йил кейин бу һәқтә еғиз ачқан ду йиң " уйғур районида муқимлиқ болмайдикән, пүтүн җуңгода муқимлиқ болмайду" дегән. У сөзидә йәнә, аз санлиқ милләтләр көп олтурақлашқан ғәрбий районлардики нурғун җайларниң интайин намратлиқини билдүрүп" чегра районларни муқимлиққа ериштүрүш хизмити интайин мушәққәтлик бир хизмәт" дәп көрсәткән.

Хитай даирилири өткән йили 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин шинҗаң хизмити йиғинини чақирип, "шинҗаңни тәрәққий қилдуруш арқилиқ мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиш" дәйдиған шуарни оттуриға қойғандин кейин, хитай мәтбуатлири арқа - арқилап уйғур райониға селинидиған мәбләғләр һәққидә хәвәрләрни чиқармақта.

Әмма, бейҗиңдики мустәқил тәтқиқатчи, дотсент илһам тохти әпәнди алдинқи күни америка авази радиосиға бәргән баянатида, : шинҗаңдики мәсилә, пул кәмлик мәсилиси әмәс, бәлки пулни нәгә ишлитиш вә пулни қандақ бөлүшүш мәсилиси " дәп көрсәтти.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.