Хитай уйғур ели сәнәтчиләр гурупписини пакистанға оюн қуюшқа елип кәлгән
Мухбиримиз җүмә
2011.05.14
2011.05.14
Пакистанда чиқидиған “алдинқи сәп почтиси” гезитидә хәвәр қилишичә, консерт 12-май кәчқурун, пакистанниң карачи шәһиригә җайлашқан бәһрия тиятирида қоюлған.
Сәнәт өмикигә “йеңи қаштеши нахша-усул өмики” дәп берилгән болуп, өмәкни карачидики хитай әлчиси җаң җяң шин башлап кәлгән.
Мәзкур оюн қоюш паалийити пакистан ташқи ишлар министири гланиниң хитай зиярити башлиништин бурун һәмдә осама бин ладен пакистан туприқида америка әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлгәндин кейин, америка-пакистан мунасивәтлири җиддийләшкән пәйтләрдә өткүзүлди.
Пакистан хитайниң йеқин иттипақдиши болуп, пакистан илгири көплигән уйғур паалийәтчиләрни хитайға өткүзүп бәргән иди.