Исминиң хитайчилаштуруши тәләп қилинған уйғур сәнәткар торда наразилиқ билдүрди

Уйғурбиз ториниң бүгүнки бир хәвиридә баян қилинишичә, гуаңдуңдики бир телевизийә истансиси, өзиниң сәнәт программисиға қетилмақчи болған бир уйғур сәнәткардин исмини хитайчиға өзгәртишни тәләп қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.10.01

Мәлум болушичә, мәзкур истансиниң сәнәт гурупписи әгәр уйғур сәнәткар исмини хитайчиға өзгәртмисә, өзлиригә бир қатар аваричиликләрниң туғулидиғанлиқини ейтқан. Уйғур сәнәткар мәзкур гуруппа мәсули билән оттурисида болунған диалогни өзиниң шәхсий торбетидә елан қилип, өз наразилиқини ипадилигән.

Бу учур тордашлар арисида күчлүк наразилиқ пәйда қилған. Нәтиҗидә гуаңдуңдики мәзкур телевизийә истансиси өз тор бетидә бу темида мәхсус бир чүшәндүрүш елан қилип, исим өзгәртиш тәлипиниң пәқәт бир еғиз хаталиқидин келип чиққанлиқини, бу тәләпниң мәзкур телевизийә истансиниң тәлипи әмәсликини билдүргән вә мәзкур уйғур сәнәткардин бу иш сәвәблик әпу сориған.

Әпу соралғандин кейин йәни 9-айниң 28-күни мәзкур сәнәткар өз торбетидики наразилиқ хетиниму өчүрүп ташлиған. Уйғур биз ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә мәзкур уйғур сәнәткарниң кимлики һәққидә тәпсилий мәлумат берилмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.