Канадада чиқидиған 'йәршари мәктуплири' гезитниң тор бетидә уйғур таамлири тонуштурулди
Мухбиримиз җумә
2010.09.25
2010.09.25
Аптор сәһиписигә мундақ тема қойған: "хитайчә, япончә вә тайландчә тармақлардин зериккән болсиңиз, уйғурчә тамақларни тетип көрүң."
Аптор мундақ язған: "асия таамлири ичидә уйғурларниң тамақ мәдәнийити ғәрбкә анчә тонулмиди. Уйғур тамақлири хоручлириға селинған һәрхил дора - дәрмәклири билән көңүлгә һузур беғишлайду вә мәззилик."
Аптор йәнә, уйғур таамлириниң ана макани "шәрқий түркистан" дәп көрсәткән. У, уйғур таамлирини тунҗи болуп, германийиниң мюнхен шәһиридики бир уйғур ресторанида көргәнликини, уйғур ашпәзниң бирдәмдила узун вә инчикә ләғмән чөпни тәйяр қилғанлиқидин һәйран қалғанлиқини язған.
Бу нөвәтлик тамақ тонуштуруш сәһиписидә асаслиқи уйғур ләғминини етиш усули көрситилгән.
Уйғур таамлири өзиниң сағлам вә мәззиликлики билән уйғур елигә қошна районларда даңлиқ болсиму, ғәрб дунясиға анчә көп тонуштурулмиған иди.