Хитайниң “шинхуа” тори шинҗаң қанили уйғуртили дәрс программиси тәсис қилған
Мухбиримиз җүмә
2012.03.03
2012.03.03
Буниңда асаслиқи уйғурчә саламлишиш, йәр җай намлири вә тамақ исимлири тонуштурулған. Бу дәрсликиниң хитай даирилири уйғур елидә уйғур тилини алий мәктәпләрдин пүтүнләй әмәлдин қалдурған, оттура башланғуч мәктәпләрдә бара - бар әмәлдин қилдуруватқан бир мәзгилдә ечилиши диққәтни чәкти.
“шинхуа” қанилида мәзкур дәрслик һәққидә берилгән чүшәндүрүштә дәрсликниң пәқәт “тордашларға уйғурчә өгиниш пурсити яритип бериш” үчүн тәсис қилинғанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, бу программиниң йәнә қандақ мәқсәттә орунлаштурулғанлиқи тәпсилий чүшәндүрүлмигән.