Хитайда уйғур тилида икки парчә қанун топлими чиқирилди

Хитай даирилири уйғур тилида икки парчә қанун топлими нәшр қилди. Шинхуа ахбаратида көрситишичә, мәзкур топламға 1979 - йилидин 2009 - йилиғичә чиқирилған 200 хилдин артуқ қанун - бәлгилимиләр киргүзүлгән.
Мухбиримиз җүмә
2009.11.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Топламниң тарқитилиш мурасимида, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң рәиси әркин имир бақи, мәзкур топламниң уйғур елида демократийә қурулуши вә қанун системисини йүксәлдүрүшкә пайдилиқ икәнликини оттуриға қойған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, мәзкур қанун топлиминиң уйғур деһқанлири арисида қандақ рол ойнайдиғанлиқи, топламға қандақ мәзмунларниң киргүзүлгәнликигә бағлиқ икәнликини көрсәтти.

Дилшат ришит мундақ деди: " мәлум җәһәттин елип ейтқанда бу қанун топлими уйғурлар арисида қанун чүшәнчисини ашуруш ролини өтигәндәк қилған билән, әмәлийәттә бу йәнила уйғурларниң йүригини сиқиш мәқситидә чиқирилған болуши мумкин."

Мәлум болушичә, топламға йәнә 1998 - йилидин 2009 - йилиғичә уйғур елидә чиқирилған 98 хил йәрлик қанун - низамнамиләрму киргүзүлгән.

Мәзкур топламниң тарқитилиш мурасими өткән җүмә күни үрумчидә елип берилған.

Мурасимда уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң рәиси әркин имир бақи, мәзкур топламни уйғур тилида нәшр қилиштики сәвәбниң йеза - қишлақлардики деһқан ‏ - чарвичиларниң хитай тилини чүшәнмәсликидин болғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.