Уйғур вә түркләрни өз ичигә алған 15 нәпәр милитант, учқучисиз айропиланниң һуҗумида өлтүрүлгән
Мухбиримиз җүмә
2010.01.23
2010.01.23
Хәвәрдә көрситишичә, һуҗум 19 - январ елип берилған болуп, түрүк милитантлириниң тор бетидә тарқитилған бу хәвәр, америкидики хәлқаралиқ террорчи тәшкилатларни издигүчи ахбарат тәтқиқат җәмийитиниң тор бетигә көчүрүп хәвәр қилинған.
Һалбуки, шималий атлантик әһдә тәшкилати 19 - январ бундақ һуҗум елип берилғанлиқиға аит һечқандақ санлиқ мәлумат йоқлуқини көрсәткән. Әмма улар 12 - январ афғанистанниң һәлманд өлкисидә елип берилған һуҗумда 16 нәпәр милитантлириниң өлтүрүлгәнликини илгири сүргән.
Түрүк милитантлириниң тор бетидә бу һәқтә берилгән баянатта көрситилишичә, 2010 - йили 19 - январ елип берилған җасуслуқ айропиланиниң һуҗумида өлтүрүлгән 15 нәпәр адәмниң иккиси түрүк, қалған 13 нәпири түркистан ислам партийисигә тәвә болған уйғур милитанлар икән.