Уйғур районлуқ маарип назарити башланғуч-оттура мәктәпләрдә барлиқ дәрсләрни хитайчилаштурушни пилан қилмақта
2011.03.24
Игилинишичә, лайиһидә икки хил пилан оттуриға қоюлған болуп, буниң биринчисида, башланғуч мәктәпләрдә математика, илим-пән, учур техникиси қатарлиқ дәрсләр, йолуқисиз оттура мәктәпләрдә болса математика, физика, химийә, биологийә вә учур техникиси қатарлиқ дәрсләрни хитай тилида өтүш, қалған дәрсләрни миллий тилда өтүш оттуриға қоюлған.
Иккинчи хил пиланда болса, барлиқ дәрсләрни хитайчә бериш, миллийчә тил-әдәбият дәрси тәсис қилиш тәклип қилинған.
Пиланда йәнә, оқутқучи шараити һазирлимиған мәктәпләр тәнтәрбийә, музика вә гүзәл-сәнәт дәрслирини шу милләтниң тилида өтсә болиду,дейилгән вә шундақла һәрқайси вилайәт, област, шәһәрлик маарип тармақлири 2-хил пиланни әмәлий әһвалға қарап бекитсә болиду, дәп ейтилған.
Әгәр, бу лайиһә йолға қоюлған тәқдирдә, башланғуч-оттура мәктәпләрдә уйғур тилидики оқутуш пүтүнләй әмәлдин қалидиғанлиқи мәлум болмақта. Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан қош тил маарипи сиясити уйғур ели вә шундақла чәтәлләрдики зиялийларниң қаттиқ наразилиқини қозғап келиватқан бир мәсилә. Әмма, хитай һөкүмити уйғур зиялийлириниң наразилиқлириға қаримай, қош тил маарипи сияситини күнсайин чиң тутуп елип бериватқан болуп, хитай мәркизи һөкүмити қош тил маарипи үчүн 580 милйон йүән мәбләғ аҗратқан вә буниң 150 милйон йүәнини тәсис қилип болған.