Австралийидә уйғурлар һәққидә илмий муһакимә йиғини

Австралийиниң камбера шәһиригә җайлашқан австралийә дөләт университети 3-4-ноябир күнлири уйғур елиниң мәвҗут сиясий, иҗтимаий-иқтисадий , мәдәнийәт вә башқа мәсилилири бойичә бир илмий муһакимә йиғини өткүзүшни қарар қилған болуп, мәзкур университетниң учуридин мәлум болушичә, бу муһакимә йиғинда америка, австралийә, японийә вә башқа мәмликәтләрниң уйғуршунаслири өзлириниң илмий доклатлирини оқуйдикән.
Мухбиримиз үмидвар
2011.10.30

Мәлум болушичә узундин буян уйғуршунаслиқ саһәсидә тәтқиқат қилип келиватқан 10 нәччә нәпәр мутәхәссис йиғинда өз доклатлирини оқуйдикән.

Мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян австралийидә уйғур ели вә уйғурлар һәққидики тәтқиқатларму бир қәдәр кеңийиватқан болуп, бу австралийидә өткүзүлидиған тунҗи қетимлиқ уйғурлар вә уйғур ели һәққидики көлими бир қәдәр кәң илмий муһакимә йиғини болуп һесаблинидикән.

Алдинқи йили дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән “муһәббәтниң он шәрти” австралийидә қоюлуши вә рабийә ханимниң австралийә сәпири мунасивити билән австралийә-хитай мунасивәтлири бир мәһәл кәскинләшкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.