Уйғурбиз торбети 9-қетим қайта ечилди, йәнә бир уйғур торбети тақалди
2010.12.29
Тор бәт бир айниң алдида, намәлум һаккер һуҗумлириниң үзлүксиз һуҗумида тақилип қалған. Торбәт бүгүн рәсмий ечилип мулазимитини қайтидин башлиди. Уйғурбиз торбети "5 -июл" ниң алди-кәйнидә болуп аз дегәндә 8 қетим тақиветилгән. Бу қетимқиси 9-қетим қайта ечилишидур.
Торбәт техник хадимлириниң билдүрүшичә, нөвәттә бу торбәт чәтәлдә раван ечилиду; уйғур ели вә хитай өлкилиридә болса, хитайниң интернет тосиқидин һалқип өтүш йоли билән торбәтни көрүш мумкин. Торбәтниң бүгүнки хәвәрләр сәһиписидә баян қилинишичә, хитай өлкилиридики " шинҗаң синипи" оқуғучилири тәрипидин башқурулуватқан " дәвр" ториму икки күндин бери тақилип қалған. Мәзкур торбәт 2007 -йили қурулған болуп, 5 -июлдин кейин аман қалған аз сандики уйғур торбәтләрниң бири иди. Бу торбәт асаслиқи хитай өлкилиридики уйғур оқуғучилар арисида өгиниш вә турмуш җәһәттә учур-алақә мулазимитини қилип кәлгән; пәқәт айрим әһвалларда, оқуғучилар өзлириниң җәмийәт мәсилилири һәққидики қарашлири вә гуманлирини баян қилип кәлгән. Дәвр ториниң тақилиши хитайниң уйғурларниң һәр қандақ бир иҗтимаий мәсилә һәққидә пикир йүргүзүшини халимайватқанлиқини көрсәтмәктә.